- Продолжительность:
- 03:53
- Формат:
- mp3
На этой странице Вы можете скачать песню Alimjan Hasan — Man edim(2017) в формате mp3 или слушать её онлайн совершенно бесплатно. Наслаждайтесь лучшими треками, альбомами и новинками в исполнении Alimjan Hasan без ограничений.
Текст песни "Alimjan Hasan — Man edim(2017)"
Әқидәмни хар қилдиң,
Яхши көргән мән едим.
Маңа вапа қилмидиң,
Саңа көйгән мән едим.
Һижран билән қалдуруп,
Кәттиң ташлап бевапа.
Қилғинимни билмидиң,
Әзиз билгән мән едим.
Мәжнун кәби ишқиңда,
Чоғдәк йенип йүрүгүм.
Кечә - күндүз нахшамда,
Яр күйлигән мән едим.
Рәс қилғанда рәқипләр,
Йәнә сәндин әнсирәп.
Қара нийәт ятлардин,
Һәм күлмигән мән едим.
Мәндин кечип өзгигә,
Болуп қалдиң интизар.
Нечүн вәдәң бузулди?
Ярим дегән мән едим.
Нечүн вәдәң бузулди?
Ярим дегән мән едим.
Баһарим дәп чиллисам,
Зимистанға ташлидиң.
Қәдрим йәргә урулди,
Қәдирлигән мән едим.
Сәнму мәндәк һижранниң,
Азабини тетип бақ.
Кәткүнүңдә йүз өрүп,
Азар йегән мән едим.
Қилғинимни билмидиң,
Әзиз билгән мән едим.